Ана тили “Сан һәққидә чүшәнчә” 3 синипи

0
1051
математика

Дәрис түри: арилаш Формиси: топта, жүптә иш, оюн элементлири.
Усуллар: өз ара һәмкарлишиш, диалог арқилиқ оқутуш, тәнқидий ойлашқа тапшурмилар.
Технология: конструктивлиқ оқутуш технологияси.
Талантлиқ вә қабилийәтлик балилар билән иш:
Үлгирими төвән балилар билән иш:
1. Йениклитилгән тапшурмилар-карточкилар
Пәнләр ара бағлиниш: математика, дуниятонуш, рус тили, қазақ тили
Асасий чүшәнчиләр:
сан, рәт, мөлчәр.
Өткән мавзу билән бағлиниши:
сөз түркүмлири, исим, сүпәт вә пеил. Баһалаш:
критериаллиқ, формативлиқ.

Мәхсити: Сөз түркүмлири һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш вә нәзәрийәвий билимини әмәлиятта нәтижилик пайдилинишқа шараит яритиш.
Вәзипиләр:
1.Сан һәққидә чүшәнчисини йеңи билим билән толуқтуруп, башқа сөз түркүмлиридин пәрқини ажритиш маһаритини ашуруш.
2. Мавзу бойичә издинишкә, әқлий әмгәктики төзүмчанлиққа, мәхсәтлик түрдә топ билән ишләшкә, өзиниң вә өзгиләрниң әмгигини адил баһалашқа тәрбийиләш, пәнгә болған қизиқишини ашуруш; эстетикилиқ тәләпләргә мувапиқ ишләшкә адәтләндүрүш, в.б.
3. Тонуп билиш, қобул қилиш, тәнқит нуқтисидин ойлаш қабилийитини вә әс, диққәт, тәпәккүр, зеһин қатарлиқ психологиялиқ жәриянлириниң хизмитини, нутқини, оқуш вә йезиш маһаритини риважландуруш.
Материаллиқ тәминлиниши: интерактив тахта, карточкилар, сүрәтләр, баһалаш тахтиси-«Бәйгә», кластер, маркер, фломастерлар.
Алдин-ала берилидиған тапшурмилар: көк кит һәққидә әхбарат топлаш, физминутка тәйярлаш.
Күтүлидиған нәтижиләр:
-проблемини көрүп, ениқлап, йешиду;
– сөз түркүми-сан һәққидә қаидини билиду;
-сөз түркүмлирини ажритиду;
-мавзу бойичә әхбарат топлайду; өз пикрини әркин баянлайду;
-тәнқидий ойлайду, тәпәккүр қилиду;
-өзини вә өзгиләрни адил баһалайду.
Этаплар вә вақит
Ишниң түри Ресурс вә әмәлгә ашуруш формиси Баһалаш критерий-
лири Муәллим билән оқуғучи һәрикити
І Уюштуруш 5минут

1. Түгәлләш
2. Оқуғучиларниң дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
а) материаллиқ тәминлиниши
ә) психологиялиқ вәзийәтни ениқлаш

Нөвәтчиләр билән иш жүргүзүлиду.
Тренинг:
Сүрәтләрдин өзәңларға әң һажәт дегән хусусийәтни таллавелиңлар.
Чақмақтәк… чапсан вә чаққан амал тапайли.
Мончақтәк… чирайлиқ вә тизип язайли.
Калькулятор… хата кәтмәйли.
Кучулидәк… қийин вәзийәттин йол тапайли.
Алма дәриғидәк… йемишлик әмгәк қилайли.

Слайд №1

1 балл
3. Топқа бөлүш:
“4 сүрәт, 1 жавап”
4 сүрәткә қарап 1 жавап тепиш һажәт
Топ қаидисини әскә елиш.
Топ башчисини сайлаш. Карточкилар:
“4 сүрәт вә
1 жавап”
Жүптә иш

1 балл Һәр бала карточкиларда берилгән сүрәтләрдики умумийлиқни ениқлап, исим, сүпәт вә пеил топлириға бирикиду
ІІ 3минут
Өй ишини тәкшүрүш вә баһалаш: 369 -көнүкмә.
А) Көнүкминиң шәртини әскә елиш.
Ә) Тәкшүрүш:
Биз биринчи сменида оқуймиз. Синипта оттуз бала бар. Униң он алтиси- оғул, он төрти – қиз.Синипта бәш бала-әлачи, он үчи-зәрбидар. Мән достум Муһәббәт билән иккинчи партида олтиримән.
Б) Әнди мошу көнүкмидики мәтинни өзимизниң синиптики вәзийәт билән бағлаштуруп ейтип көрәйли.
В) Ким русчә вә қазақчә ейтип берәләйду?
Дәрислик вә дәптәр

Слайд №2 Өй иши-1балл.

Б) Тапшурма-
1 балл

В) Тапшурма-
1-2 балл Балилар бир-бириниң дәптиридики ишниң сапасиға қарайду.
ІІІ Билимини әтраплиқ тәкшүрүш / 5 минут №1 тапшурма. 1-вариант.
Адәм вә нәрсиләрниң билдүридиған
сөзләрни дәймиз

Намини пеил қанчә? көрди
Иш-һәрикитини сан қандақ? тағ
Бәлгү-хусусийитини исим немә қилди? миллион
Санини сүпәт немә? қаттиқ
Оқуғучи № Исми:
Өз баһаси: Өзгә баһаси: Муәллимниң баһаси:

Орунлашқа-2 минут, өз ара тәкшүрүшкә-1 минут, муәллимниң тәкшүрүшигә-1-2 минут.
2-вариант. Қобул қилиши төвәнирәк балиларниң таллап елиши үчүн тәйярлиниду. Бир баллдин ошуқ баһаланмайдиғанлиғи агаһландурилиду.
Адәм вә нәрсиләрниң билдүридиған
сөзләрни дәймиз

Намини пеил
Иш-һәрикитини сан
Бәлгү-хусусийитини исим
Санини сүпәт
Оқуғучи № Исми:
Өз баһаси: Өзгә баһаси: Муәллимниң баһаси:

Карточкилар вә йешил рәңлик қәләмләр Дескрип-тор:
Хатасиз вә таза-
2 балл,
1-2 хата-
1 балл

Тоғра-
1 балл 1) Балилар тапшурмини орунлап, өзини баһалайду.
2) Өз ара тәкшүрүп, бир-бирини баһалайду.
3) Муәллим кейинирәк тәкшүрүп, баһалайду.
4) Бир оқуғучи баһалаш тахтисида бәлгүләйду.

ІV Йеңи материални қобул қилишқа тәйярлиқ Викторинилиқ соаллар: “Қисқа жавап”- 3 минут
1. Светофорниң қанчә көзи болиду? Үч.
2. Йешил рәң үч көзлүк светорниң қанчинчи көзи? Үчинчи.
3. Икки тәвлүктә қанчә саат бар? Атмиш.
4. Бир километрда қанчә метр бар? Миң.
5. Бийил қанчинчи жил? Икки миң он бәшинчи.
6. Бийил Қазақстан хәлқи Ассамблеясигә нәччә жил толди?
Жигирмә.
7. Улуқ Ғалибийәткә нәччә жил?
Йәтмиш.
8. Қазақ ханлиғиниң қанчә жиллиқ тәвәллуди нишанлиниватиду?
Бәш йүз әллик.
9. Бийил Қазақстан Жумһурийитиниң конституциясиниң қобул
қилинғиниға нәччә жил болди? Жигирмә.

Муәллим: Соалларға ениқ жавап ретидә қандақ сөзләрни пайдиландиңлар? Санларни.
Демәк, бүгүн дәристә қайси сөз түркүмигә тохтилимиз дәп ойлайсиләр? Сан.
Силәр сөз түркүми-сан һәққидә биринчи вә иккинчи синипларда өткән.

Топ ишиниң нәтижиси
“интайин яхши-йешил, оттура-сериқ, начар-қизил” стикерлар билән баһалиниду. Дәлиллик, тоғра жавап үчүн -алтун тәңгә; сәл түзитиш вә толуқтурушни тәләп қилса-күмүч тәңгә; начарирақ, лекин тоғра жавапқа -мис тәңгә берилиду. Дәптәр авуштуруш

Муәллим оқуп бериду.
Балилар қол көтирип жавап бериду.

V Йеңи материални өзләштүрүш №2 Тапшурма. 5 минут.
Сан һәққидә немә ейталайсиләр?
А) Сан һәққидә билгиниңларни кластерларға чүширип көрүңлар.
Ә) Презентация қилиш.
Б) Қоғдаш.
В) Жавапларни умумлаштуруш:
Демәк, сан билән вақитни, нәрсиләрниң мөлчәрини, ретини ипадиләшкә болиду. Санниң қаидиси есиңлардиму?
Г) Дәрисликтики қаидә билән селиштуруш (370-көнүкмә, 125-бәт.)
№3 Дәптәр билән иш: 2-3 минут.
А) Күн ретини йезиш.
Он иккинчи март.
Синип иши.
Сан
Ә) Һөсни хәт минуткиси.
Ог, во, ши.
Муәллим: Балилар, дәрисликтики 370-көнүкмини орунлайли.
5 минут.
1) Шәрти билән тонушуш.
2) Мәтин үстидә иш:
-Балилар, дуниядики әң йоған һайван қайсикән? Көк кит.
-Униң узунлуғи мошу синиптәк тәхминән қанчә чиқиду дәп ойлайсиләр? 5-6.
Көк кит белиқ дегәнгә қошуламсиләр?
3) Тахта вә дәптәр билән иш.
4) Жүмлидики санларни соал қоюш арқилиқ ениқлап, уларниң астиға сизиду. Музыка.
А3 формат
Маркер яки фломастерлар
Стикерлар.
Дәрислик.

Дәптәр.

Тахта вә дәптәр билән иш

Көк китниң сүрити.
1 балл билән баһалиниду.
Алтун, күмүч вә мис тәңгиләр арқилиқ баһалиниду.
Балилар ойлинишқа
5-6 секунд берилиду. Топлар билән ишләйду.
Муәллим карточкиларни тәкшүрәйду.

Қаидини ейтиду.

Муәллим тахтиға күн ретини вә мавзуни язиду.

Өз ара тәкшүрәйду.

Сәгәклик минути: Флеш-моб

371-көнүкмә. Тапшурмини сәл өзгәртәйли. Көнүкминиң астида соал қоюлған. “М.Һәмраев ким болған?”. Пәқәт соалға жавап болуп келидиған жүмлиләрни көчирип язайли.

Музыка.

1-2 балл билән баһалиниду.
“Мария-Магдалена ” нахшисиға Ибрагимова Мадина тәйярлайду
Балилар дәсләпки икки жүмлини дәрисликтин көчирип язиду

№4 Тапшурма- 5минут.
Мақалларниң иккинчи қисмини тап. “Ким чапсан?” оюни арқилиқ топлар чепишиду.
Топларға тәркивидә сан учришидиған он мақал икки қисимға бөлүнүп берилиду.
1. Еринчәклик-биринчи дүшмән, көңүлчәклик-иккинчи дүшмән.
2. Икки яхши бир болса, течлиқ тиләйду, икки яман бир болса, пичақ
биләйду.
3. Көңүлни кәң тутса, бир тал үзүм қириқ кишигә йетиду.
4. Икки нан тапса, бирини дап чалиду.
5. Алтә яшар йолдин кәлсә, атмиш яшар алдиға чиқипту.
6. Бир көргән-дост, икки көргән-туққан.

Иккигә бөлүнгән мақаллар.

Стикерлар

Һәр топ өзигә тарқитилған варақлар билән ишләйду.
Өй тапшурмисини бериш:
Өйдә әң чоң, әң кичик һашарәт, қуш, қош маканлиқ, белиқ, сүт әмгүчиләр, йәр беғирлиғучилар һәққидә әхбарат издәңлар. Һазир жребий тартиш арқилиқ бөлүвелиңлар.

Тепишмақ: Оңдин солға оқусаң, солдин оңға оқусаң
Һеч өзгәрмәс мәнаси.
Бирақ алма сән уни! Тапаламсән шу санни? (Икки) Жребийлар

Баһалаш Баһалаш критерийлириниң нәтижиси бойичә баһа қоюлиду.
«Йүздин жүгрүк чиқиду, миңдин-тулпар» дегән дана хәлқимиз. Тулпарлиримиз «5», жүгрүклиримиз «4», мусабиқидә қорқмай, ахириғичә «чепип» кәлгән атлиримизниң егилиригә «3» дегән баһаларни қойсақ қандақ қарайсиләр?

Рефлексия
Шәрткә бағлиқ рәңлик стикерларни таллап елип, исмини йезип, тахтиға йепиштуриду.
“Мән дәристә өз күчүмни көрситәлидим”- йешил стикер;
“Мән дәристә өз күчүмни толуқ көрситәлмидим”- сериқ стикер;
“Кейинки дәристә тиришимән”- қизил стикер.

Хуласә