Ана тили “Мәтинниң асасий түрлири” 2 синип

0
790
информатика

Мәхсити:
А) Мәтинниң асасий түрлири һәққидә чүшиник қелиплаштуруш вә мустәһкәмләш
Ә) Тонуп-билиш, тәнқидий ойлаш ихдтидарини ашураш вә сөзләш қабилийитини риважландуруш, вә әс, диққәт, тәпәккүр, зеһин қатарлиқ психологиялиқ процесслириниң хизмитини, нутқини, бармақ моторикисини риважландуруш.
Б) Үлгилик ишни ажритип, униңдин үгинишкә, яхшилиқни қәдирләшкә үгитиш, өз әмгигини баһалашни билишини, пәнгә болған қизиқишини ойғитиш; эстетикилиқ тәләпләргә лайиқ хизмәт қилишни бойиға сиңириш, в.б.
Технология: конструктивлиқ оқутуш
Усуллар: диалог(жүптә, топта), проблемилиқ соаллар вә тапшурмилар, Т кәштиси
Көрнәклик вә қурал-жабдуқлар: компьютер, мавзуға лайиқ сүрәтләр, шаблонлар вә баһалаш тахтиси.
Түри: Арилаш
Пәнләр ара бағлиниш: математика, тәсвирий сәнъәт
Дәрис мәзмуни
І Уюштуруш пәйти:
1. Түгәлләш
2. Топқа бөлүш
3. Иттипақлиқ атмосферисини қелиплаштуруш
4. Өйгә тапшурмисини тәкшүрүш
1-тапшурма: 172-көнүкмә. Топларға өзлиригә тәәллуқ мәтинни рус тилида сөзләп келиш берилгән.
ІІ Дәрисниң мавзуси, мәхсити вә қисқичә мәзмунини хәвәрләш
Бүгүн мәтин һәққидә билим елишни давам қилимиз
ІІІ Йеңи материал билән бағлаштуруш вә қобул қилишқа тәйярлиқ
2-тапшурма: Муәллип мәтиндә немә қиливатиду?
1-топ: Болған вақиәни сөзләп бериватиду
2-топ: Хотәкни сүрәтләп бериватиду.
3-топ: күчүкни немә үчүн яхши көридиғанлиғини чүшәндүрүп бериватиду.
Муәллим: Балилар, мәтинниң мошундақ асасий үч түри ажритилиду:
Әгәр, болған вақиәни сөзләп бәрсә- БАЯНЛАШ МӘТИНИ,
Бир нәрсә яки һадисини тәсвирләп бәрсә-ТӘСВИРЛӘШ МӘТИНИ
Чүшәндүрүп бәрсә, МУҺАКИМӘ ҚИЛИШ МӘТИНИ дәп атилиду.
ІІІ Мавзуни өзләштүрүш
3) Тапшурма: Мәтин қураштур
1-топ: Түнүгүн тәнәпүстә немә болди?
2-топ: Апаң базардин қандақ алма елип кәлди?
3-топ: Сән қайси пәнни яхши көрисән? Немишкә?
ІV Өткән мавзуни мустәһкәмләш
Соаллар:
1) Мәтинниң қандақ түрлири болидекән?
2) Уни қайси сөзләр арқилиқ ажраттиң?
V Өйгә тапшурма174-көнүкмә. Оқуп, йезиш.
Мәтингә йеңи бир жүмлә қошуп йезип келиш.
VІ Баһалаш критерийлири бойичә жүргизилиду.
VІІ Дәрисни йәкүнләш. Рефлексия: «смайлик арқилиқ»

Мәтин түзүңлар.
1-топ: Түнүгүн тәнәпүстә немә болди?

Мәтин түзүңлар.
2-топ: Апаң базардин қандақ алма елип кәлди?

Мәтин түзүңлар.
3-топ: Сән қайси пәнни яхши көрисән? Немишкә?